bible
ra
🌐 Language
English
Español
Français
Deutsch
Português
Italiano
Nederlands
Русский
中文
日本語
한국어
العربية
Türkçe
Tiếng Việt
ไทย
Indonesia
All Languages
Home
/
Uyghur
/
Uyghur Cyrillic 2005 (Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси)
/
2 Thessalonians 3
2 Thessalonians 3
Uyghur Cyrillic 2005 (Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси)
← Chapter 2
Jump to:
Chapter 1
Chapter 2
Chapter 3
1
Қериндашлар, сөзимизниң ахирида биз үчүн дуа қилишиңларни үмүт қилимиз. Рәббимиз һәққидики Хуш Хәвәр худди силәргә йәткән чағдикигә охшаш, һәр қандақ йәрдә тез тарқалсун вә һөрмәт билән қобул қилинсун.
2
Худаниң бизни бузуқ вә яман адәмләрдин қутулдуруши үчүнму дуа қилиңлар. Чүнки һәммила адәм Рәббимиз Әйса Мәсиһкә ишәнгини йоқ,
3
амма Рәббимиз ишәнчликтур. У силәрни мустәһкәм қилиду һәм шәйтанниң яманлиқлиридин сақлайду.
4
Худа силәрниң буйруғанлиримизни қиливатқанлиғиңлар вә давамлиқ қилидиғанлиғиңлар һәққидә бизгә ишәнч бәрди.
5
Рәббимиз Әйса силәрни Худаниң меһир-муһәббитини техиму чоңқур чүшинишкә йетәклигәй вә силәрни Өзигә охшаш чидамлиқ қилғай.
6
Қериндашлар, биздин алған тәлимләргә риайә қилмай, күн бойи лағайлап жүргәнләрдин жирақ турушуңларни Рәббимиз Әйсаниң нами билән буйруймиз.
7
Биздин қандақ үлгә елишиңлар керәклигини өзәңлар билисиләр, чүнки биз силәр билән биллә болғанда һорунлуқ қилип, лағайлап жүрмигәндуқ.
8
Һеч кимниң ненини бекарға йемигән едуқ. Биз һеч қайсиңларға еғирчилиғимизни салмаслиқ үчүн тиришип-тирмишип, кечә-күндүзләп ишлигән едуқ.
9
Бундақ қилишимиз, силәрдин ярдәм сорашқа һәқлиқ болмиғанлиғимиздин әмәс, бәлки силәргә яхши үлгә қалдуруш үчүн еди.
10
Биз силәрниң йениңларда болғинимизда, силәргә: «Ишлимигән чишлимәйду!» дегән едуқ.
11
Лекин араңларда бәзиләрниң һеч иш қилмай лағайлап жүргәнлигини аңлидуқ. Улар бекарчилиқта башқиларниң ишлириға арилишип жүрүпту.
12
Бундақларға Рәббимиз Әйса Мәсиһниң нами билән шундақ буйруймиз вә улардин өтүнүп сораймизки, теч яшап, әмгигиңлар билән нан тепип йәңлар.
13
Лекин силәр, қериндашлар, яхши ишларни қилиштин бошашмаңлар.
14
Әгәр ушбу хетимиздики сөзләрни қобул қилмайдиғанлар болса, улардин һәзәр әйләңлар, уларни уялдуруш үчүн улар билән арилашмаңлар.
15
Бирақ уларни дүшмән қатарида көрмәй, әксичә уларға бир қериндаш сүпитидә несиһәт қилиңлар.
16
Аманлиқниң мәнбәси болған Рәббимиз һәр вақит һәр җайда силәргә аманлиқ ата қилғай. Рәббимиз һәммиңлар билән биллә болғай!
17
Мәнки Павлус бу ахирқи салимимни өз қолум билән яздим. Бу мениң һәммә хәтлиримниң өзигә хас бәлгүсидур. Мана бу мениң өз қәлимимдур.
18
Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһир-шәпқити һәммиңларға яр болғай!
← Chapter 2
Jump to:
Chapter 1
Chapter 2
Chapter 3
All chapters:
1
2
3