bible
ra
🌐 Language
English
Español
Français
Deutsch
Português
Italiano
Nederlands
Русский
中文
日本語
한국어
العربية
Türkçe
Tiếng Việt
ไทย
Indonesia
All Languages
Home
/
Uyghur
/
Uyghur Cyrillic 2005 (Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси)
/
Acts 12
Acts 12
Uyghur Cyrillic 2005 (Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси)
← Chapter 11
Jump to:
Chapter 1
Chapter 2
Chapter 3
Chapter 4
Chapter 5
Chapter 6
Chapter 7
Chapter 8
Chapter 9
Chapter 10
Chapter 11
Chapter 12
Chapter 13
Chapter 14
Chapter 15
Chapter 16
Chapter 17
Chapter 18
Chapter 19
Chapter 20
Chapter 21
Chapter 22
Chapter 23
Chapter 24
Chapter 25
Chapter 26
Chapter 27
Chapter 28
Chapter 13 →
1
Шу чағларда Һирод хан мәсиһийләр җамаитидики бәзи кишиләрни тутуп, уларға зиянкәшлик қилишқа башлиди.
2
У Юһаннаниң акиси Яқупниң каллисини алдурди.
3
Өзиниң бу һәрикитидин йәһудийларниң рази болғанлиғини көрүп, Петрусни тутқун қилишни буйриди. Бу вақиә «Петир нан» һейти мәзгилидә йүз бәрди.
4
Петрусни тутқандин кейин, уни зинданға ташлап, һәр бири төрт ләшкәрдин тәшкил тапқан төрт новәтчи қаравуллар топиға тапшурди. Һейттин кейин Һирод хан уни очуқ сот қилип өлтүрмәкчи болди.
5
Петрус зинданда тутуп турулди. Лекин мәсиһийләр җамаитидики қериндашлар униң үчүн Худаға сәмимий дуа қилишти.
6
Һирод хан Петрусни елип чиқип сот қилишниң алдинқи кечиси Петрус икки зәнҗир билән бағланған болуп, икки қаравулниң оттурисида ухлавататти. Ишикниң сиртиғиму қаравул қоюлған еди.
7
Туюқсиз зинданға күчлүк бир йоруқ нур чүшүп, Худаниң бир периштәси көрүнди. Периштә Петрусниң мүрисигә қеқип: — Тез тур! — дәп ойғатти. Петрусниң қоллиридики зәнҗир шу ан бошап чүшүп кәтти.
8
Периштә униңға: — Кийимиңни кийивал. Айиғиңниму кий, — деди. Петрус униң дегинини қилди. Периштә йәнә: — Чапиниңни йепинчақлап кәйнимдин маң, — деди.
9
Петрус униңға әгишип зиндандин чиқти, бирақ у периштәниң қиливатқининиң растлиғини билмәй, бир ғайибанә аламәт көрүптимән, дәп ойлиған еди.
10
Улар биринчи вә иккинчи қаравул постидин өтүп, зинданниң шәһәргә чиқидиған төмүр дәрвазисиға барғанда, дәрваза өзлүгидин ечилип кәтти. Улар дәрвазидин чиқип, бир кочидин өткәндә, периштә туюқсиз Петрусниң йенидин ғайип болди.
11
Шу чағда Петрус есигә келип, өзигә: «Әнди мән бу ишниң растлиғини билдим. Рәббим бир периштә әвәтип, мени Һирод ханниң қолидин вә йәһудийларниң маңа қилмақчи болған барлиқ зиянкәшлигидин қутқузупту», деди.
12
Петрус бу әһвални чүшинип, Маркус дәпму аталған Юһаннаниң аниси Мәрийәмниң өйигә барди. У йәрдә нурғун кишиләр жиғилип, дуа-тилавәт қиливататти.
13
Петрус дәрвазини қаққанда, Рода исимлиқ бир хизмәткар қиз авазни аңлап чиқти.
14
У Петрусниң авазини тонуп, хошаллиғидин ишикниму ачмай жүгрәп кирип, көпчиликкә: — Петрус дәрваза алдида туриду! — дәп хәвәр қилди.
15
— Сараң болуп қалдиңму?! — дейишти улар. Лекин хизмәткар қиз раст, дәп турувалди. Улар: — Бу униң роһи болса керәк! — дейишти.
16
Петрус дәрвазини қеқивәргәндин кейин, улар чиқип дәрвазини ечип қариса, дәрвәқә у екән! Һәммиси аң-таң болушти.
17
Петрус көпчиликкә аваз чиқармаслиққа қол ишаритини қилип, уларға Худаниң өзини зиндандин қандақ елип чиққанлиғини чүшәндүрди. Андин кейин у: — Бу хәвәрни Яқупқа вә башқиларға уқтуруп қоюңлар, — дәп өзи у йәрдин башқа яққа кәтти.
18
Таң атқанда қаравуллар алақзадә болушуп кәтти. Улар Петрусниң қандақ чиқип кәткәнлигини биләлмиди.
19
Һирод хан уни издәшкә әмир қилди, лекин униң из-деригини тапалмиди. Шуниң билән у қаравулларни сорақ қилип, уларға өлүм җазаси беришни буйриди. Униңдин кейин Һирод хан Йәһудийә өлкисидин Қәйсәрийә шәһиригә қайтип кәтти.
20
Кейин Һирод хан Тир вә Сидон хәлқигә қаттиқ аччиқланди. Бу хәлиқләр ашлиқни ханниң илкидики җайлардин алидиған болғачқа, улар бирлишип, Һирод хан билән яришивелиш үчүн униң алдиға вәкил әвәтти. Улар алди билән Виластус исимлиқ муһим әмәлдарниң һисдашлиғини қолға кәлтүрди.
21
Бәлгүләнгән көрүшүш күнидә Һирод ханлиқ тонини кийип, тәхтидә олтирип, уларға нутуқ сөзлиди.
22
Улар: — Бу адәмниң сөзлири әмәс, бәлки худаларниң бириниң сөзидур! — дәп жуқури аваз билән уни махташти.
23
Һирод Худаға тәәллуқ шан-шәрәпни өзиниң қиливалғанлиғи үчүн, Худаниң периштәси шу ан уни урди. Нәтиҗидә у қурутлап өлди.
24
Лекин Худаниң сөзи давамлиқ тарқилип, Униңға ишәнгүчиләрниң сани көпәймәктә еди.
25
Барнаба билән Саул Йерусалимда сәдиқә пулни тапшуруп бәргәндин кейин, Антакяға қайтип кәтти. Улар Юһанна (Маркус)ни биллә елип кәтти.
← Chapter 11
Jump to:
Chapter 1
Chapter 2
Chapter 3
Chapter 4
Chapter 5
Chapter 6
Chapter 7
Chapter 8
Chapter 9
Chapter 10
Chapter 11
Chapter 12
Chapter 13
Chapter 14
Chapter 15
Chapter 16
Chapter 17
Chapter 18
Chapter 19
Chapter 20
Chapter 21
Chapter 22
Chapter 23
Chapter 24
Chapter 25
Chapter 26
Chapter 27
Chapter 28
Chapter 13 →
All chapters:
1
2
3
4
5
6
7
8
9
10
11
12
13
14
15
16
17
18
19
20
21
22
23
24
25
26
27
28