bible
ra
🌐 Language
English
Español
Français
Deutsch
Português
Italiano
Nederlands
Русский
中文
日本語
한국어
العربية
Türkçe
Tiếng Việt
ไทย
Indonesia
All Languages
Home
/
Uyghur
/
Uyghur Cyrillic 2005 (Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси)
/
Romans 12
Romans 12
Uyghur Cyrillic 2005 (Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси)
← Chapter 11
Jump to:
Chapter 1
Chapter 2
Chapter 3
Chapter 4
Chapter 5
Chapter 6
Chapter 7
Chapter 8
Chapter 9
Chapter 10
Chapter 11
Chapter 12
Chapter 13
Chapter 14
Chapter 15
Chapter 16
Chapter 13 →
1
Шуңа, әй қериндашлар, Худа бизгә шундақ рәһим-шәпқәт көрсәткән екән, өзәңларни Худани хурсән қилидиған, Униңға аталған тирик қурванлиқ сүпитидә Униңға беғишлишиңларни өтүнимән. Мана бу силәрниң Худаға қилидиған һәқиқий ибадитиңлардур.
2
Бу дунияниң еқимлириға әгишип жүрмәңлар, әксичә ой-пикриңлар Худаниң йеңилиши билән пүтүнләй өзгәрсун. Шу чағда Худаниң һаятиңларға болған ирадисини һәм бу ирадиниң нәқәдәр яхши, нәқәдәр хурсән қиларлиқ вә нәқәдәр мукәммәл екәнлигини биләләйсиләр.
3
Худаниң меһир-шәпқити маңа ата қилинғанлиғи үчүн, һәр бириңларға шуни ейтимәнки, өзәңларни артуқчә баһалимаңлар. Әксичә еғир-бесиқлиқ билән Худа силәргә бәргән ишәнч җәһәттики қабилийитиңларға қарап өзәңларни чағлап көрүңлар.
4
Бизниң тенимиз көплигән әзалардин тәркип тапқан һәм һәр бир әзайимизниң охшаш болмиған роли бар.
5
Шуниңға охшаш, биз мәсиһийләр көп болсақму, Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз үчүн һәммимиз бир тән болуп, бир-биримизгә бағлинип туримиз
6
һәм Худаниң бизгә ата қилған меһир-шәпқитигә асасән һәр биримиздә охшаш болмиған қабилийәтләр бар болиду. Әгәр Худаниң силәргә бәргән қабилийити Өзиниң пәйғәмбәрлик сөзини йәткүзүш болса, Униң силәргә пәйғәмбәрлик сөз арқилиқ сөзләватқанлиғиға ишәнгиниңлардәк, ишәнч билән бу пәйғәмбәрлик сөзни башқиларға йәткүзүңлар.
7
Худаниң силәргә бәргән қабилийити башқиларға хизмәт қилиш болса, хизмәт қилиңлар; Худа тоғрисида тәлим бериш болса, тәлим бериңлар;
8
илһамландуруш болса, илһамландуруңлар; сәдиқә бериш болса, чин көңлүңлар билән сәдиқә бериңлар; йетәкчилик қилиш болса, җавапкәрчилик билән йетәкчилик қилиңлар; рәһим қилиш болса, хошаллиқ билән қилиңлар.
9
Меһир-муһәббитиңлар сахта болмисун. Яманлиқтин жиркиниңлар, яхши ишларда чиң туруңлар.
10
Бир-бириңларни қериндашларчә сөйүп, өз ара қизғин болуңлар. Башқиларни өзәңлардин жуқури көрүп, уларни һөрмәтләңлар.
11
Қизғинлиғиңлар совуп кәтмисун. Әксичә оттәк қизғин қәлбиңлар билән Рәббимизгә хизмәт қилиңлар.
12
Үмүт ичидә шат-хорам яшаңлар, қийинчилиқларға бәрдашлиқ бериңлар. Һәр вақит дуада болуңлар.
13
Худаниң муқәддәс хәлқи арисидин еһтияҗи чүшкәнләргә ярдәм қилиңлар вә уларға меһмандост болуңлар.
14
Силәргә зиянкәшлик қилғучиларға бәхит тиләңлар. Уларға пәқәт бәхит тиләңларки, уларни қарғимаңлар.
15
Хошал болғанлар билән биллә хошал болуңлар, қайғурғанлар билән биллә қайғуруңлар.
16
Өз ара инақ өтүңлар, мәғрурланмаңлар. Әксичә төвән дәриҗидики кишиләр билән бериш-келиш қилиңлар. Һәргиз биләрмән болувалмаңлар.
17
Һеч кимниң яманлиғиға яманлиқ билән җавап қайтурмаңлар, көпчилик яхши дәп қариған ишларни көңүл қоюп қилиңлар.
18
Имканийәтниң баричә көпчилик билән инақ өтүңлар.
19
Қәдирлик достлар, интиқам алмаңлар, буни Худаға тапшуруңлар. Чүнки Муқәддәс Язмиларда мундақ йезилған: «Пәрвәрдигар дәйдуки, интиқам алғучи Мәндурмән, уни Мән чоқум қилимән».
20
Муқәддәс Язмиларда йәнә мундақ йезилған: «Дүшминиң ач болса, уни тойдур, уссиған болса, услиғини қандур. Бундақ қилиш билән униң йүзини чимилдитип, уни хиҗаләтчиликтә қалдурисән». Силәрму интиқам елишниң орниға шундақ қилиңлар.
21
Демәк, яманлиқ алдида тиз пүкмәңлар, яманлиқни яхшилиқ билән йеңиңлар.
← Chapter 11
Jump to:
Chapter 1
Chapter 2
Chapter 3
Chapter 4
Chapter 5
Chapter 6
Chapter 7
Chapter 8
Chapter 9
Chapter 10
Chapter 11
Chapter 12
Chapter 13
Chapter 14
Chapter 15
Chapter 16
Chapter 13 →
All chapters:
1
2
3
4
5
6
7
8
9
10
11
12
13
14
15
16