bible
ra
🌐 Language
English
Español
Français
Deutsch
Português
Italiano
Nederlands
Русский
中文
日本語
한국어
العربية
Türkçe
Tiếng Việt
ไทย
Indonesia
All Languages
Home
/
Uyghur
/
Uyghur Cyrillic 2005 (Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси)
/
Romans 16
Romans 16
Uyghur Cyrillic 2005 (Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси)
← Chapter 15
Jump to:
Chapter 1
Chapter 2
Chapter 3
Chapter 4
Chapter 5
Chapter 6
Chapter 7
Chapter 8
Chapter 9
Chapter 10
Chapter 11
Chapter 12
Chapter 13
Chapter 14
Chapter 15
Chapter 16
1
Кенһерийә шәһиридики мәсиһийләр җамаитиниң хизмәтчиси болған сиңлимиз Фибини силәргә тонуштуримән.
2
Силәр уни Рәббимизгә мәнсүп дәп қарап, Худаниң муқәддәс хәлқидә болушқа тегишлик қизғинлиқ билән күтүвалғайсиләр. Униң силәрдин күткән һәр қандақ еһтияҗиға ярдәм қилғайсиләр, чүнки у нурғун кишиләргә, шуниңдәк маңиму чоң ярдәм қилған.
3
Әйса Мәсиһкә хизмәт қилиш йолида биргә ишлигән хизмәтдашлирим Прискила билән ери Аквилаға салам ейтқайсиләр.
4
Улар мениң үчүн өз һаятиниң хейим-хәтәргә учришиға қаримиди. Ялғуз мәнла әмәс, йәһудий әмәс һәммә мәсиһийләр җамаитиму улардин миннәтдардур.
5
Уларниң өйидә җәм болидиған мәсиһийләр җамаитигиму салам ейтқайсиләр. Асия өлкисидә биринчи болуп Әйса Мәсиһкә ишәнгән сөйүмлүк Епениткә салам ейтқайсиләр.
6
Силәр үчүн көп әҗир сиңдүргән Мәрийәмгә салам ейтқайсиләр.
7
Зинданда мән билән биллә ятқан йәһудий қериндашлирим Андорник вә Юнийәгә салам ейтқайсиләр. Улар мәндин бурун Әйса Мәсиһкә ишәнгән болуп, тонулған әлчиләрдур.
8
Рәббимизгә мәнсүп болған қәдирлик қериндишим Ампилиятқа салам ейтқайсиләр.
9
Әйса Мәсиһкә хизмәт қилиш йолида биргә ишлигән хизмәтдишимиз Урбан вә қәдирлик Стахисларға салам ейтқайсиләр.
10
Синақлардин өткән, Әйса Мәсиһкә баштин-ахир садиқ болуп кәлгән Апелисқа салам ейтқайсиләр. Аристовулниң аилисидики мәсиһийләргә салам ейтқайсиләр.
11
Йәһудий қериндишим Һиродийонға, Наркисниң аилисидикиләрдин Рәббимизгә мәнсүп болғанларға салам ейтқайсиләр.
12
Рәббимизниң хизмитидә җапалиқ ишләватқан Трифена вә Трифоса ханимларға салам ейтқайсиләр. Рәббимизниң хизмитидә җапалиқ ишләватқан қәдирлик достум Персис ханимға салам ейтқайсиләр.
13
Рәббимизниң хизмитидә алаһидә тонулған Руфусқа вә униң маңа анилиқ меһрини йәткүзгән анисиға салам ейтқайсиләр.
14
Асинкрит, Филигон, Һермис, Патровас, Һермис вә улар билән дайим җәм болидиған қериндашларға салам ейтқайсиләр.
15
Филолог вә Юляға, Нерий вә униң сиңлисиға, Олимпас вә улар билән дайим җәм болидиған барлиқ мәсиһийләргә салам ейтқайсиләр.
16
Бир-бириңлар билән меһриванларчә саламлишиңлар. Бу йәрдики Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған һәммә җамаәттин силәргә салам.
17
Қериндашлар, силәрдин шуни өтүнимәнки, силәр үгәнгән тәлимгә зит тәлим бериш билән араңларда бөлүнүш вә ишәнчиңларда тәвриниш пәйда қилидиған кишиләрдин пәхәс болуңлар, улардин жирақлишиңлар.
18
Бундақ кишиләр Рәббимиз Әйса Мәсиһкә әмәс, бәлки өз нәпси үчүн хизмәт қилиду. Улар силиқ-сипайә гәпләр вә хошамәтчилик қилиш билән саддә адәмләрниң каллисини қаймуқтуриду.
19
Силәрниң Рәббимизгә бойсунидиғанлиғиңлардин һәммә хәвәр тапти, шуңа силәрдин наһайити хурсәнмән. Бирақ яхши ишларни қилишта дана болушуңларни, яман ишлардин хали болушуңларни халаймән.
20
Аманлиқ бәргүчи Худа узун өтмәй шәйтанни аяқ астиңларда езиду. Рәббимиз Әйсаниң меһир-шәпқити силәргә яр болғай.
21
Хизмәтдишим Тимотий вә йәһудий қериндашлирим Луки, Ясун һәм Сосипатерлардин силәргә салам.
22
(Мәнки ушбу хәтни Павлусниң ейтқанлири бойичә йезип бериватқан Тертийму Рәббимиз йолида силәргә салам йоллаймән.)
23
Мәнки Павлусқа вә өз өйидә җәм болидиған пүтүн мәсиһийләр җамаитигә саһипханлиқ қилидиған Гаюстин силәргә салам. Шәһәрниң ғәзничиси Ераст вә қериндишимиз Квартлардин силәргә салам. {
24
Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһир-шәпқити силәргә яр болғай, амин!}
25
Барлиқ шан-шәрәп Худаға мәнсүп болғай! Худа мән йәткүзгән Хуш Хәвәр арқилиқ ишәнчиңларни мустәһкәмләйду. Бу Хуш Хәвәр болса, Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвәр болуп, у қедимдин бери сақлинип кәлгән сирдур.
26
Әнди бу сир Худаниң әмри бойичә вә бурунқи Пәйғәмбәрләрниң Язмилирида йезилғинидәк ашкариланди һәм йәһудий әмәсләрниң Әйса Мәсиһкә ишинип, Униңға бойсунуши үчүн уларға йәткүзүлмәктә.
27
Барлиқ шан-шәрәп Әйса Мәсиһ арқилиқ дана вә ялғуз Худаға әбәдил-әбәт мәнсүп болғай, амин!
← Chapter 15
Jump to:
Chapter 1
Chapter 2
Chapter 3
Chapter 4
Chapter 5
Chapter 6
Chapter 7
Chapter 8
Chapter 9
Chapter 10
Chapter 11
Chapter 12
Chapter 13
Chapter 14
Chapter 15
Chapter 16
All chapters:
1
2
3
4
5
6
7
8
9
10
11
12
13
14
15
16